Америкида йолучилар айропиланини партлитишқа урунған негирийиликниң әл - қаидә тәшкилатиға четилғанлиқи илгири сүрүлмәктә

Мәлум болушичә, негирийилик умар фаруқ абдулмуталлаб, җүмә күни чүштин кейин, амистердамдин йолға чиқип америкиниң детройт шәһиригә қарап йолға чиққан америка ғәрбий шимал авиатсийә ширкити йолучилар айропиланини партлитишқа урунғанлиқи үчүн қолға чүшкән иди.
Мухбиримиз җүмә
2009.12.26

Хәвәрләрдә көрситишичә, йолучи абдулмуталлаб айропиланни партлитиш үчүн елип чиққан партлатқучи үскүнә униң пақалчиқиға теңилған болуп, айропилан детройтқа тәхминән 20 минут қалғанда бу үскүнә от елип кәткән.
 
BBC Да көрситишичә, абдулмуталлабниң пақалчиқи көйүп яриланғандин башқа, айропиланда һечким зәхмигә учримиған.

Шу айропиландики җәспер исимлик йәнә бир йолучи башқа айропилан хадимлириға ярдәмлишип абдулмуталлабни контроллуқ астиға алған.

Америка ақсарай хадимлириниң билдүрүшичә, абдулмуталлаб өзиниң йәмәнгә җайлашқан әл қаидә әзалири билән мунасивити барлиқини илгири сүргән.

Мәлум болушичә, бу йил 23 яшлиқ абдулмуталлаб әсли негирийиниң лагос шәһиридин голландийиниң амистердам шәһиригә кәлгән вә айропилан алмишип америкиниң детройт шәһиригә йолға чиққан.

Ақсарай хадимлири бу вәқәни террорлуқ һуҗуми дәп атиди. Америка президенти барак обама, америка анавәтән вә дөләт бихәтәрлик органлириниң айропилан йолучилири үстидики бихәтәрлик тәкшүрүш дәриҗисини ашурушни тәләп қилған.

Нөвәттә америка, әнглийә, вә голландийә даирилири мәзкур вәқәниң йәнә йошурун характерлик хәлқаралиқ террорлуқ һуҗумлири билән четишлиқ яки әмәслики вә вәқәниң келип чиқиш сәвәблири үстидә җиддий тәкшүрүш елип бармаққа.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.