Хитайда йәнә икки йолучилар айропилани тәһдит учури тапшурувалған

9-Өктәбир хитай дөләт ичигә қатнайдиған икки йолучилар айропилани тәһдит учури тапшурулғандин кейин учушни кечиктүрүшкә мәҗбур болған.
Мухбиримиз җүмә
2012.10.10
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Бу мушу һәптә ичидә хитайдики йолучилар айропиланлирида көрүнгән иккинчи қетимлиқ тәһдит учури.

CBS Хәвәрләр торида көрситишичә, бу йолучилар айропиланлири тибәтниң лхаса шәһиридин нәнчаң шәһиригә қарап йолға чиқиш алида турған айропиланлар икән.

Мәлуматларға қариғанда, даириләр айропиланда бомба барлиқи һәққидә учур тапшуруп алғандин кейин, айропиланларниң учушини дәрһал бикар қилип тәкшүрүш елип барған. Әмма тәкшүрүп һечнемә тапалмиған.

8-Өктәбир үрүмчидин бейҗиңға қарап маңған “җәнуб һава йоллири” ширкитиниң бир йолучилар айропиланиму охшаш тәһдит учури сәвәблик ләнҗуға қонушқа мәҗбур болған. Әмма, айропиланда һечқандақ бинормаллиқ байқалмиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.