Yahoo Торниң пул - муамилә сәһиписидә бадам “дуняда надир, хитайда йеганә” дәп махталған
Мухбиримиз җүмә
2012.04.14
2012.04.14
Мәзкур мақалә әсли хитайда чиқидиған “шәһәр қанили” торида бесилған болуп, кейин Yahoo ториға улап қоюлған.
Мақалидә, бу йил 8 - апирил йәкәндә 4 - нөвәтлик “бадам гүли байрими” өткүзүлгәнлики, байрамниң нурғун саяһәтчиләрни өзигә җәлп қилғанлиқи, буниң йәкән үчүн яхши сода вә саяһәт пурсити елип келиши мумкинлики оттуриға қоюлған.
Йәкән өзиниң қәғәз бадамлири, 12 - муқам рәтләнгән қәдимий юртлуқи биләнла дуняға даңлиқ болупла қалмастин бәлки, сәидийә ханиданлиқиға пайтәхт болған астанә шәһәрлик мәртивиси биләнму муһим районларниң биридур.
Гәрчә Yahoo торидики хәвәрдә юқириқи мәзмунларға орун берилмигән болсиму, йәкән бадамлириниң Yahoo тори пул - муамилә сәһиписидә тонуштурулуши бир йеңилиқтур.