Сабиқ президент бил клинтон обамани қоллайдиғанлиқини җакарлиди
2012.09.06
Җумһурийәтчиләр, америка президенти барак обамани 4 йил ичидә америка иқтисадида һечқандақ бир өзгириш елип келәлмиди, дәп тәнқидләп кәлгән иди. Әмма бил клинтон түнүгүнки нутқида җумһурийәтчиләрниң тәнқидини рәт қилип " җумһурийәтчиләр мушундақ начар әһвалға чүшүрүп қойған америка иқтисадини һечким һәтта мәнму 4 йил ичидә оңлап болалмиған болаттим" деди вә америка хәлқидин обамаға йәнә бир қетим пурсәт беришини тәләп қилди.
Сабиқ президент бил клинтон 1993-2001-йиллири арисида америкиниң президентлиқ вәзиписини өтигән. У йиллар америка иқтисадиниң әң гүлләнгән дәврлири һесаблинидиған болуп, һелиһәм нурғун америкилиқлар сеғинидиған дәврниң президенти болған бил клинтонниң обамани қоллиши обама үчүн интайин пайдилиқ, дәп қаралмақта.
Бил клинтон чаршәнбә күни ахшам шималий каролайнада миң партийә әзасини өз ичигә алған 20 миң кишигә хитаб қилди. Бүгүн йәни пәйшәнбә күни ахшам президент вә 11-айдики сайламниң президент намзати барак обама намзатлиқини тапшурувалиду вә нутуқ сөзләйду.