Бермодаға орунлаштурулған уйғурларға паспорт бериш тәләп қилинди
2013.01.24
Адвокат ричард хорсмәнниң илгири сүрүшичә, әйни чағда бу уйғурларға бермодада бир йил турғандин кейин паспорт алалайдиғанлиқи билдүрүлгән. Шуңа улар бермодаға келишкә мақул болған. Адвокат ричард хорсмән бермода баш министири крйег кәннойиргә язған хетидә юқиридики нуқтини әскәртип, “бу кишиләр башқа бермода пуқралиридәк әркин саяһәт қилиш һоқуқидин бәһримән болуши керәк” дегән.
Әмма игилинишичә, бермоданиң сабиқ баш министири евард бровн бу уйғурларға бир йилдин кейин паспорт берилидиғанлиқи һәққидә бир гәп-сөзниң болғанлиқини изчил инкар қилип кәлгән икән.
Гуәнтанамо түрмисидин ақлинип қоюп берилгән хелил мамут, абдулла абдуқадир, салаһидин абдуләхәт вә абликим турахун қатарлиқ 4 уйғур 2009-йили бермодаға орунлаштурулған иди. Улар бермодада вақитлиқ туруш салаһийитигә игә.