Бу йил уйғур районида йөткәп ишқа орунлаштуруш йәнә давам қилмақчи
Мухбиримиз ирадә
2010.01.28
2010.01.28
Буниң ичидә 700 миң киши шәһәр, базарларға йөткәп ишқа орунлаштурулидикән. Әмма хәвәрдә бу кишиләрниң зади қайси шәһәр, базарларға йөткилидиғанлиқи һәққидә ениқ бир нәрсә дейилмигән.
Хәвәрдә йәнә, бу йил аптоном район бойичә бир милйон 200 миң киши түрлүк кәсипләр бойичә тәрбийилиниду, дейилгән болуп, радиомизға кәлгән инкаслардин мәлум болушичә, бу хил "түрлүк кәсипләр бойичә тәрбийиләш" ичкиригә йөткәп берилидиған ешинча әмгәк күчлирини ичкиридики завутларниң еһтияҗиға асасән тәрбийиләшни асасий мәқсәт қилидикән.
Хитай һөкүмити йүргүзүватқан уйғур ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш хизмити хәлқара кишилик һоқуқ органлири вә уйғурларниң изчил тәнқидигә учрап кәлгән иди. Әмма йеқинда шинҗаң гезитидә елан қилинған хәвәрдә, уйғур аптоном райони әмгәк күчи байлиқи вә иҗтимаий капаләт назаритиниң деһқан ишләмчиләр хизмитигә мәсул әмәлдари ву йүнхуаниң "узун - муддәтлик вә муқим ишқа орунлаштурушни нишан, аптоном район ичидә ишлитиш билән өзигә йеқин әтраптин иш тепип беришни йөлиниш қилидиғанлиқи"ни тәкитлигәнлики илгири сүрүлгән болсиму, әмма уйғурларни сиртларға йөткәш хизмити йәнила давамлашмақта.