Чеграсиз мухбирлар тәшкилати хитайниң чәтәлгә учур йоллиған 5 тибәтни қолға алғанлиқини тәнқид қилған
2012.09.07
Мәркизи париждики учур әркинликини тәрғиб қилидиған мәзкур тәшкилатниң илгири сүрүшичә, хитай аманлиқ күчлири 1-сентәбир күни гәнсуниң йишу наһийисидики зилкар ибадәтханисида ахтуруш елип берип, чәтәлгә учур йоллиған 4 раһибни вә аманлиқ күчлириниң ахтуруш һәрикитини сүрәткә тартқан йәнә бир раһибни қолға алған.
Чеграсиз мухбирлар тәшкилати хитай данилирини тибәт һәққидики учурларни қамал қилиштин ваз кечишкә чақирип, хәлқарада үстигә алған кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш тоғрисидики мәҗбурийитини ада қилишни тәләп қилған.
Чеграсиз мухбирлар тәшкилатиниң илгири сүрүшичә,1-сентәбир нәччә йүз кишилик қораллиқ сақчи зилкар ибадәтханисидики раһибларниң ятиқини ахтуруп, нурғун компютер, д в д пластинкиси вә рәсимләрни мусадирә қилған.
Бу вәқә дәл чәтәлдики тибәтләр 2-сентәбир вашингтонда йиғилиш өткүзүп, тибәт қозғилиңиниң 53 йиллиқини хатириләш паалийити елип барған күндин бир күн бурун йүз бәргән. 2-Сентәбир вашингтондики паалийәткә уйғур һәрикити рәһбири, д у қ рәиси рабийә қадир ханим қатнашқан вә нутуқ сөзлигән иди.
Чеграсиз мухбирлар тәшкилатиниң билдүрүшичә, нөвәттә хитай аманлиқ күчлири зилкар ибадәтханисиниң әтрапини қамал қилип, ибадәтханиниң сирт билән болған телефон алақиси вә ток билән тәминләшни үзүп ташлиған.