Далай лама тибәт қозғилиңиниң 51 йиллиқини хатириләш йиғинида хитайға қарита ғәзәп ипадилиди
Хәвәрдә ейтилишичә, далай лама сөзидә 'гәрчә биз толуқ аптономийини қолға кәлтүрүш үчүн тиришиватқан болсақму, әмма хитай биз билән сөһбәтлишишни рәт қилип, мини бөлгүнчи, дәп җакарлап, тибәткә техиму көп әскәр орунлаштурушқа башлиди. Бу, тибәттә вәзийәтниң наһайити җиддий икәнликини билдүриду' дәп көрсәтти. Шундақ у сөзидә йәнә, әмди уйғурларниң 5 - ийол вәқәсидики ипадисини зор күч билән қоллайдиғанлиқини җакарлиди.
Б б с ниң баян қилишичә, тибәт һәрикитиниң хатирә күнлири йетип кәлгән мушу вақитта, ласа шәһиридики меһманханилар меһман қобул қилишни тохтатти. Хитай қораллиқ қисимлири шәһәрниң һәммә доқмушлирида һәйвә көрситип, тибәтләргә вәһимә селишқа башлиди.