Америка һөкүмити долқун әйсани чегридин киришкә рухсәт қилди

Хитай һөкүмити тәрипидин илгири “террорлуқ” билән әйиблинип тизимға киргүзүлгән дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса 9 - ноябир күни ахшими америка уйғурлири бирләшмисиниң қурултийиға қатнишиш вә уйғур җамаити билән йүз көрүшүш үчүн германийидин айрилип, америка пайтәхти вашингитонға йетип кәлди.
Мухбиримиз үмидвар
2012.11.11


Адвокат нури түркәл әпәндиниң тонуштурушичә, у, илгири америкиға келиш үчүн сәпәргә чиқип, америкиниң вашингтон даллас айродромида чегридин киргүзүлмәй арқиға қайтуриветилгән иди. Америка демократийини илгири сүрүш фонди қатарлиқ орунларниң оттуриға чиқиши һәмдә адвокат нури түркәлниң биваситә адвокатлиқ қилиши билән америка ташқи ишлар министирлики долқун әйсаниң америкиға киришигә рухсәт қилған.

Долқун әйсаниң америкиға киришини изчил тәләп қилип кәлгән дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим долқун әйсаниң америкиға киришкә рухсәт қилиниши мунасивити билән америка һөкүмитигә рәһмитини билдүрүп, буниң америка һөкүмитиниң уйғурларниң елип бериватқан күрәшлирини һәргизму хитайға охшаш терроризмниң бир қисими дәп қаримайдиғанлиқи шуниңдәк америкиниң уйғур хәлқиғә болған қоллиши икәнликини көрсәтти.

Долқун әйса әпәнди өзиниң бу қетим америкиға кириш имканийитигә игә болуп, бу йәрдики җамаәт билән көрүшәлигәнлики вә қурултайға қатнашқанлиқидин наһайити хушал болғанлиқи һәмдә америка һөкүмитигә болған рәһмитини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.