Әркинлик сарийи: уйғурларға қаритилған бесим еғир һаләтни сақлиди
2013.01.16
2012-Йилдики дуня демократийисиниң омумий әһвали баһалап чиқилған доклатта хитайдики демократийә дәриҗисиниң интайин төвән болғанлиқи оттуриға қоюлған.
Әркинлик сарийидики асия ишлири тәнқидчиси сара кук уйғур вәзийити һәққидә тохтилип мундақ деди: 2009-йилидики намайишта тутуп кетилгән, яки йоқап кәткән кишиләрниң һазирғичә сани елан қилинмиди. Һөкүмәт даирилири елан қилған доклатларда намайиштин кейин қолға елинған вә һазирғичә түрмидә йетиватқан кишиләрниң тәпсилати һәққидә учур берилмиди.
У йәнә уйғурларниң диний вәзийити һәққидә тохтилип: 2012-йилида уйғурларға қаритилған диний чәклимә бесими йәниму еғирлашти, деди.
У йәнә уйғур әрлириниң сақал қоюштин чәклгәнгәнлики, бир қисим өсмүрләрниң диний мәктәпләрдин тутуп кетилгәнлики, 12 яшлиқ мирзаһид аманулланиң сақчиханида өлүп кәткәнликини мисал қилип көрсәтти.