Әркинлик сарийи пакистан даирилириниң 9 нәпәр уйғурни хитайға өткүзүп бәргәнликини тәнқидлиди
Бу 9 нәпәр уйғур хитай һөкүмити тәрипидин " террорлоқ " паалийити билән шуғулланған," шәрқий туркистан ислам партийиси" тәшкилатиниң әзалири дәп әйибләнгән иди.
Әмма 5 - айниң 2 - куни " шәрқий туркистан ислам партийиси " тәшкилати хитай вә пакистанға қарши баянат елан қилип, бу 9 нәпәр уйғурниң пакистандики адәттики уйғур пуқралири икәнликини, уларниң бу тәшкилат билән һечқандақ манасивити йоқлуқини билдургән иди.
Америка кишилик һоқуқ тәшкилати әркинлик сарийи 5 - айниң 7 - күни йәни пәйшәнбә күнидики баянатида, хитай һөкүмитиниң һәр вақит " террорчи" вә " миллий бөлгүнчи " дегән баһанә билән, хитайниң уйғур елидики һокумранлиғиға қарши турған уйғурларни тутқун қиливатқанлиғини, һәтта бу кишиләрни еғир тән җазаси билән җазалап, уларни өлүмгә һөкүм қиливатқанлиғини, хитайниң бу қилмишлири хәлқара инсан һәқлири қануниға хилап икәнликини көрсәтти.
Баянатта йәнә, хитайниң чәтәлләрдин қайтурулған һәр қандақ кишини қаттиқ җазалайдиған дөләт икәнлики, бу дөләттә инсани һәқ - һоқуқ капаләткә игә әмәслики тәкитләнгән.