Бир қисим әлләрдә ғулҗа “5-феврал вәқәси” ниң 15 йиллиқини хатириләп намайиш өткүзүлмәкчи
2012.01.27
Дуня уйғур қурултийи бүгүн баянат елан қилип, ғулҗа вәқәсигә 15 йил болған болсиму, бирақ хитай һөкүмитиниң та һазирғичә бу вәқәни баһанә қилип, ғулҗа хәлқигә роһи вә җисманий бесим ишлитип келиватқанлиқини билдүрди.
1997-Йили 5-феврал күни нәччә миң яш хитай даирилириниң мәшрәп һәрикитини бастурғанлиқи вә диний чәклимини күчәйткәнликигә наразилиқ билдүрүп, ғулҗида намайиш қилған. Лекин, хитай аманлиқ күчлири намайишчиларни бастуруп, нурғун кишини қолға алған иди. Қолға елинғанлардин нурғун киши һәр хил қамақ җазаси, бәзилири болса өлүм җазасиға һөкүм қилинған. Нурғун киши из-дерәксиз йоқап кәткән.
Д у қ баянатчиси дилшат ришит бүгүн елан қилған бу һәқтики баянатида, хитай даирилиридин вәқәни тәкшүрүп, вәқәниң һәқиқий әһвалини, вәқәдә зиянкәшликкә учриғучиларниң һеқиқи санини елан қилишни, йоқап кәткән уйғурларниң из-дерикини қилишни вә өлгәнләргә төләм берип, аилисини мувапиқ орунлаштуруш арқилиқ уларниң азаб -оқубитини бир аз болсиму йәңгиллитишни тәләп қилди.