Гүәнтанамодики уйғурлар өзлиригә мувапиқ келидиған бир җайға беришни ойлайду
Мухбиримиз әркин
2010.04.23
2010.04.23
Сотта америка әдлийә министирлиқиниң адвокати шарун свенгил обама һөкүмитиниң мәзкур мәсилидики позитсийисини ақлап, сотчилардин уйғурларниң әрзни илгириләп көрүп чиқишни рәт қилишни, чүнки һөкүмәтниң уйғурларни 3 - дөләткә орунлаштуруш хизмити давамлишиватқанлиқини билдүргән.
Лекин уйғурларниң адвокати сәйбин веллит, гүәнтанамодикиләрниң тинч окяндики палавға беришни халимайдиғанлиқини, уларниң соттин бу җәһәттики пикрини нәзәргә елишни тәләп қилиш һоқуқи барлиқини тәкитлигән. Сәйбин виллет йәнә, уйғурларни қәйәргә орунлаштуруш мәсилисидә "мәдәнийәт ортақлиқи"ни өз ичигә алған бәзи муһим амилларниң барлиқини әскәртип, бермудаға орунлаштурулған уйғурларға хизмәт берилгәнлики, лекин палавниң уйғурларға вақитлиқ панаһлиқ бәргәнлики, шуңа уларниң америкиға келип олтурақлишишиға йол қоюшни тәләп қилди.
Нөвәттә гүәнтанамодики 22 нәпәр уйғурдин 17 киши албанийә, бермуда, палав, шветсарийә қатарлиқ дөләт вә районларға орунлаштурулуп болди. Палав гүәнтанамода қелип қалған 5 нәпәр уйғурға панаһлиқ беришни халайдиғанлиқини билдүргән болсиму, лекин улар палавға беришни рәт қилип, америкида олтурақлишишни тәләп қилған вә америка федерал оттура сот мәһкимисигә әрз сунған иди. Пәйшәнбә күнки сот уларниң бу әрзигә асасән ечилди.