Ирақта партлаш йүзберип 30 дин артуқ адәм өлди
Мухбиримиз үмидвар
2012.09.30
2012.09.30
Әң қаттиқ партлаш бағдад шәһириниң шималидики таҗи дәгән җайда болуп, уч машиниға орунлаштурулған бомба партлиған 8 адәм өлгән 24 адәм яриланған. Партлашлар һәр хил җайларда йүз бәргән болуп, буниңдин үч һәптә илгири 24 саәт ичидә йүз бәргән партлашларда 90 дин артуқ адәм өлгән иди. Көзәткүчиләр бу һуҗумларниң сүннийләр билән шиәләр арисидики зиддийәткә бағлиқ икәнликини оттуриға қоймақта.