Хитай тәшвиқат даирилири лей феңдин өгинишни қайтидин базарға салди
2012.02.27
Йиғинда тәшвиқат бөлүминиң муавин башлиқи ло шугаң, лей фең роһиниң бүгүнки дәврдики әһмийити һәққидә тохталған. У бу һәқтә, кишиләрни сәмимий болушқа йетәкләш, етиқадсизлиқ вә ғайисизликтин қутулдуруш, миллитиниң вә компартийиниң улуғлуқини һес қилдуруш җәһәттә лей фең роһиниң ишқа ярайдиғанлиқини баян қилған.
Хитай ичидики бир қисим мустәқил учур-мулаһизиләрдә, лей фең роһиниң аллиқачан вақти өткәнлики тәкитләнсә, чәтәлдики хитайчә учур васитилиридә лей фең роһи хитай компартийисигә шәртсиз бойсунушни тәшәббус қилидиған қулчилиқ роһий дәп тәнқидлинип кәлгән.
Хитай һөкүмити уйғур елидә йерим әсирдин буян лей фең роһини тәшвиқ қилиш билән бирликтә, “қурбан тулум роһий” ниму тәшвиқ қилған, йеқиндин буян йәнә“алим халиқ роһий”ни базарға селип, уйғурларни хитай һакимийитигә шәртсиз бойсундурушқа урунуп кәлмәктә.