Ким җуңюн шималий корийә һәрбий қисимлирини көздин кәчүрди

Шималий корийә дөләт рәһбири ким җуңил вапат болғандин кейин, униң 28 яшлиқ оғли ким җуңюнниң униң изини бесип дөләтни идарә қилидиғанлиқи хәлқара мәтбуатларниң қизиқ темиси болуватқан бу күнләрдә, йәни, 1 - январ күни у шималий корийә танка қисимлирини көздин кәчүрди. Униң мәзкур көздин кәчүрүшигә униң тағиси вә башқа юқири дәриҗилик һәрбий даириләр һәмра болған.

2012.01.01

Б б с агентлиқиниң йезишичә, шималий корийә қисимлири өзлириниң қәтий түрдә ким җуңюнгә әгишидиғанлиқи вә уни қоғдаш үчүн җәң қилидиғанлиқини қәсәмяд қилған.

31 - Декабир күни у шималий корийә қисимлириниң әң алий қоманданилиқ вәзиписини зиммисигә елип, бир милйон 200 миң кишилик шималий корийә қошунлириниң қоманданлиқ һоқуқини контрол қилған иди. 30 - Декабир күни шималий корийиниң һәргиз өзгәрмәйдиғанлиқини җакарлап, җәнубий корийә вә башқа дөләтләрни тәнқид қилған иди.

Ким җуңюнниң тәхткә чиқидиғанлиқи дадиси һаят вақтидила һөкүм қилинип болунған иди. Шималий корийиниң дөләт рәһбирилик һоқуқи үч әвлад, атидин балиға мирас қалдуруш усули билән давамлашмақта. Хитай изчил түрдә пийоңяңни қоллап келиватқан болуп, ким җуңюн вәзипә тапшурувалғанда, бейҗиң уни қизғин қоллиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.