Германийә кишилик һоқуқ мутәхәссиси хитай йеңи рәһбәрлик қатлимини милләтләр һоқуқиға һөрмәт қилишқа чақирди
2012.11.23
Йеңи рәһбәрлик қатлиминиң мәвҗут вә җиддий мәсилиләргә қарита йеңичә йол тутушиниң зөрүрлүкини тәкитлигән герман мутәхәссис, ас санлиқ миллләтләр һоқуқиға, өктичиләргә вә кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә һөрмәт қилишни өзлирини баһалашниң өлчими қилиш керәкликини әскәртти. У сөзидә йәнә б д т кишилик һоқуқ комитетиниң мутәхәссиси навий плай ханимниң тибәт вәзийити һәққидики чақириқлирини қоллайдиғанлиқини билдүрүп, өзиниңму тибәттики өзигә от қоювелиш вәқәлириниң ақивитидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
Мутәхәссис маркус лониңниң билдүрүшичә, нөвәттә тибәт вәзийәт һәққидә хитай һөкүмити вә тибәт сүргүндә һөкүмитидин ибарәт һәр икки тәрәпниң бериватқан мәлумати ишәнчлик әмәс. Шуңа маркус лониң тибәткә мустәқил хәлқара тәшкилатларниң тәкшүрүшкә беришниң зөрүрлүкини тәкитлиди.