Талибанлар кабулдики әң чоң меһманханиға һуҗум қилди
2011.06.29
Бомба вә о қ авази бәш километир йирақлиққа аңланған. Талибанларниң баянатчиси бу вәқәгә игә чиқип, бу һуҗумни талибанлар өзи пиланланған вә қозғиған дәп җакарлиған.
Б б с ниң баян қилишичә, кабул шәһиридики бу хәлқаралиқ меһманханида меһманлар кәчлик ғиза йәватқанда, меһманханиниң алдида бир қетим, иккинчи қәвәттә бир қетим бомба партлиған. Меһманханини ис-түтәк қаплиған. Афғанистан бихәтәрлик қисимлири нато қисимлириниң учқучисиз айропилани вә тик учарлириниң һимайисидә һәрикәт қилип, меһманханини қоғдиған.
Һуҗум қозғиған 3 талибанни афғанистан бихәтәрлик хадимлири етип өлтүргән. Етишиш бирнәччә саәт давам қилған.
Меһманханиниң өгзисигә чиқивелип, малиманчилиқта сиртқа қачқан меһманларға қарита оқ яғдурушқа башлиған 6 талибанни, нато қисимлириниң тик учар билән кәлгән мәргәнлири етип өлтүргән. Әмма талибанларниң һуҗумида өлгән бигунаһ адәмләрниң сани техи тулуқ мәлум қилинмиған.