Ливийидә хәлқара күчләрниң һәрбий һәрикәтлири артмақта
2011.04.28
Шәһәрни ташқи дуня билән бағлайдиған портни қолға кәлтүрүш үчүн икки тәрәп арисидики қораллиқ тоқунушлар күчийишкә башлиған.
Б б с ниң хәвәр қилишичә, исянчилар, нато күчлириниң һава бомбардиманлири арқилиқ қилған ярдими нәтиҗисидә райондики казафий күчлирини қисмән кәйнигә чекиндүргәнликини билдүргән.
Мәлум болушичә, түнүгүн қораллиқ тоқунушлар тохтиған азрақ пурсәттин пайдилинип “қизил юлтуз” намлиқ бир ярдәм парахоти мисир ата портиға йеқинлашқан вә 935 кишини елип, исянчиларниң қолидики бингазиға йөткигән.
Бихәтәррәк орунға йөткәлгән бу кишиләрниң ичидә чәтәлликләрму бар икән.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, түнүгүн мисир ата шәһиридә натониң елип барған һава бомбардиманлирида исянчилардин 12 киши өлгән. Әмма исянчиларниң башлиқи абдуллаһ муһәммәд бу һәқтә көп тохтилип, бу вәқәниң натониң һәрбий һәрикәтлирини давам қилиштин йенивелишиға сәвәбчи болуп қелишни халимайдиғанлиқини билдүргән.
Чүнки исянчилар натони һәрбий һәрикәтлириниң салмиқини ашурушқа чақирған иди.