Америка билән җәнубий корийә сериқ деңизда бирләшмә маневир башлиди

Америка билән җәнубий корийиниң бирләшмә һәрбий маневири йәкшәнбә күни сериқ деңизда башланди вә мәзкур бирләшмә һәрбий маневирниң вақти төт күн болуп, америка вә җәнубий корийә парахотлири җәнубий корийиниң ғәрбий қирғиқиға йеқин деңиз тәвәликидә маневир қилған.
Мухбиримиз үмидвар
2010.11.28

Буниңға америкиниң "җорҗи вашингтон" намлиқ ядролуқ авиаматкисиму қатнашқан.

Хәвәрләрдә һәрбий маневир башланғандин кейин, шималий корийә қарши тәрәпкә йеқин җайларға ракеталарни орунлаштурушқа киришкән болуп, җәнубий корийә һөкүмити журналистларни алдинқи сәп районлиридин кетишкә чақирған.

Шималий корийә әгәр улар шималий корийиниң деңиз тәвәликигә таҗавуз қилса, қаттиқ һәрбий зәрбә беридиғанлиқини җакарлиған.

Алдинқи һәптидә шималий корийә җәнубий корийә тәрәпни топқа тутуп, икки һәрбий хадимниң өлүшини кәлтүрүп чиқарғандин кейин америкиниң "җорҗи вашингтон" намлиқ авиаматкисиниң сериқ деңиздики маневирға қатнишидиғанлиқи җакарланған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.