Русийә баш министири медведев әсәдни әйиблиди
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә баш минситир медведев америкиниң с н н телевизийә истансисиниң зияритини қобул қилғанда бу сөзни ейтқан һәмдә у әсәдниң әслидә балдуррақ өктичиләр билән сөһбәлишиши лазимлиқини әскәрткән. У әсәд һакимийитиниң узунға бармайдиғанлиқини тәкитлигән. Лекин у, әсәд һакимийитиниң ахирлишиш үчүн бесиш керәк болған қәдәмләр мәсилиси һәққидә һечнемә демигән.
Бирақ, русийә һөкүмити әсәдниң қоллиғучиси сүпитидә давамлиқ өз мәйданида чиң турмақта, әмма президент путин түркийә зияритидә “биз сүрийиниң адвокати әмәс” дейиш арқилиқ сүрийини қоғдайдиғанлиқидин өзини қачурған иди. Русийә баш министириниң ашкара йосунда әсәдни әйиблиши сүрийә - русийә мунасивәтлиридики йеңилиқ болуп һесаблиниду.