Палавниң гуәнтанамодики уйғурларни қобул қилғанлиқ сәвәбидин хитай палавға қаратқан ярдәмни тохтатқан
2011.07.19
Палав тинч окяндики 20 миң нопусқа игә арал дөлити болуп, дөләт кириминиң көп қисми саяһәтчиликтин келиду. Палав президенти торибоңниң билдүрүшичә, гвәнтанамодики уйғурлар палавға орунлаштурулуштин илгири хитай һөкүмити палавда 100 еғизлиқ 5 юлтузлуқ меһманхана қурулушиға мәбләғ салған болуп, 2009-йили палав гвәнтанамодики америка һөкүмити тәрипидин “гунаһсиз” дәп һөкүм чиқирилған уйғурларниң палавға орунлаштурулушини қарши алидиғанлиқини билдүргәндин кейин, хитай һөкүмити палавниң бу уйғурларни қобул қилишиға қарши турған.
2009-Йили 11-айда 6 нәпәр уйғур палавға орунлашқандин кейин, хитай палавда елип бериливатқан меһманхана қурулушини тохтитиш билән биллә палавға қаритилған барлиқ иқтисадий мәбләғниму тохтатқан.
2001-Йилидин буян 22 нәпәр уйғур гуәнтанамоға қамалған болуп, кейин бу уйғурлар “гунаһсиз” дәп ақланған вә хитай һөкүмитиниң уларни қайтурувелиш тәлипи рәт қилип, улар дуняниң һәрқайси җайлиридики дөләтләргә орунлаштурулушқа башлиған.
Һазир бу уйғурлардин 17 нәпири башқа дөләтләргә орунлаштурулуп болған болуп, йәнә 5 нәпири орунлаштурушни сақлап турмақта.