Рабийә қадир ханим явропа парламенти вә германийини зиярәт қилиду

Уйғурларниң рәһбири, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим 9 ‏ - айниң 1 ‏ - күнидин 5 ‏ - күнигичә белигийә пайтәхти берюселни зиярәт қилип, явропа парламентидики мунасивәтлик даириләр билән учришиду.
Мухбиримиз әркин
2009.08.28

Дуня уйғур қурултийи катибат башқармисиниң ашкарилишичә, рабийә қадир ханим явропа парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң тәклипигә бинаән берюселни зиярәт қилидиған болуп, у бу җәрянда явропа парламенти кишилик һоқуқ комитетида нутуқ сөзләп, явропа парламентидики һәр қайси партийә - гуруһларниң рәһбәрлири вә ташқи ишлар комитетиниң әзалири билән учришидикән.

Униң берюселдики сәпири йәнә явропа парламентида мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүш, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң берюселдики рәһбәрлири вә хитай димократик тәшкилатлириниң рәһбәрлири билән көрүшуш қатарлиқларни өз ичигә алидикән.

Рабийә ханим берюсел сәпиридин кейин германийини қисқа муддәтлик зиярәт қилиду. Лекин германийә униң явропа сәпириниң ахирқи бекити әмәс. Униң явропа сәпириниң әң ахирқи бекити чехийә пайтәхти прагаға орунлаштурулған болуши мумкин. Әгәр униң зиярәт күнтәртипидә тасадипи бир өзгириш болмиса у 9 ‏ - айниң 10 ‏ - вә 11 ‏ - күнлири прагада ечилидиған бир хәлқара кишилик һоқуқ йиғиниға қатнишиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.