Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати йиғини ечилиш алдида турмақта
2012.06.03
Бу мунасивәт билән бир қисим дөләт рәһбәрлири алди билән хитайда рәсмий зиярәтләрдә болиду шуниңдәк улар бир - бири билән бейҗиңда айрим учришишлар өткүзиду.
Русийә агентлиқлириниң хәвәр қилишичә, русийә президенти владимир путин сәйшәнбә күни хитайни рәсмий зиярәт қилип, хитай рәиси ху җинтав вә башқилар билән көрүшидикән. Буниңдин башқа у йәнә бейҗиңда иран президенти әхмәди ниҗат вә афғанистан президенти һамид карзай билән рәсмий учришиш өткүзидикән.
Бу қетимқи йиғинда түркийиниң бу тәшкилатқа көзәткүчилик салаһийити билән қатнишиши мәсилиси музакирә қилиниши мумкин икән. Фәрғанә ториниң йезишичә, русийә вә қазақистан түркийиниң көзәткүчилик салаһийитини қоллиған.
Шаңхәй гуруһиниң 12 - қетимлиқ йиғинида йәнә терроризмға қарши күрәшни күчәйтиш, иқтисадий һәмкарлиқни ашуруш темилириниң йәнила һалқилиқ нуқта болидиғанлиқи тәкитләнмәктә.