Шаңхәйдә кишиләр икки пәрзәнтлик болушқа риғбәтләндүрүлмәктә
Хәвәрдә нәқил елип оттуриға қоюшичә, шаңхәй шәһәрлик пиланлиқ туғут ишханисиниң мудири шийе лиңли, нөвәттә һөкүмәтниң шаңхәй шәһиридә шәрти тошқан аилиләрни икки пәрзәнтлик болушқа риғбәтләндүрүватқанлиқини, шундақ болғанда шәһәр нопусиниң қерилишип кетип, әмгәк күчи азлап кетишиниң алдини алғини болидиғанлиқили билдүргән.
Хитай пиланлиқ туғут сияситини уйғур елидиму қаттиқ йолға қоюп келиватқан болуп, тәңритағ ториниң 2006 - йили 28 - марттики хәвиригә қариғанда, уйғур елидә мәзкур сиясәт йолға қоюлған 30 йилдин буян 3 милйон адәм кәм туғулған.
Мәлум болушичә, шәһәр нопусиниң қерилишиш нисбитини асас қилип, хитайниң башқа шәһәрлиридиму бир пәрзәнтлик болуш сияситини әмәлдин қалдуруш тәләп қилиниватқан болсиму, әмма мәзкур сиясәт уйғурлар арисида техиму қаттиқ изчиллаштурулмақта.