Хитай һөкүмити чәтәллик саяһәтчиләрниң сичүәндики тибәтләр райониға киришини чәклиди

Хитай саяһәт ширкәтлириниң җүмә күни чәтәл ахбарат васитилиригә ашкарилишичә, хитай һөкүмити чәтәллик саяһәтчиләрниң ғәрбий җәнуби сичүәндики тибәтләр олтурақлашқан районларға саяһәт қилишини чәклигән.
Мухбиримиз әркин
2011.04.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Көзәткүчиләр мәзкур қарар сичүәнниң аба вилайитидә йәрлик тибәтләр билән хитай аманлиқ күчлири арисида йүз бәргән тоқунуш билән мунасивәтлик, дәп қаримақта.

Сичүән өлкилик җ х назарити түнүгүн саяһәт ширкәтлиригә уқтуруш чүшүрүп, чәтәлликләрниң гәнзи вә аба вилайитиниң бәзи наһийилиригә кириши чәкләнгәнлики вә бу районлардики чәтәлликләрниң дәрһал чиқип кетиши керәкликини билдүргән.

Өткән һәптә абадики йәрлик тибәт аһалиси мәзкур вилайәттики кирти ибадәтханиси алдиға топлинип, хитай аманлиқ күчлириниң тибәт раһиблирини“тәлим тәрбийә” программисиға мәҗбурий қатнаштурмақчи болғанлиқиға қарши чиққан.

Буниң билән икки тәрәп арисида тоқунуш йүз берип, нурғун адәм яриланған иди. Мәзкур программида раһибларниң далай ламани тәнқид қилиши тәләп қилинған.

Буниңға нарази болған раһиблардин бир киши өткән ай өзини көйдүрүп өлүвалған иди. Буниң билән ибадәтханидики раһиблар “тәлим тәрбийә” программисиға қатнишишни рәт қилған иди.

Хитай һөкүмити болса аманлиқ күчлирини йөткәп келип, раһибларни мәҗбурий қатнаштурмақчи болған. Бирақ тибәт роһаний даһийси далай лама алдинқи күни баянат елан қилип, тибәт раһиблирини вә йәрлик тибәт аһалисини өзини тутувелишқа чақирған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.