Б д т сүрийә һөкүмитидин өктичиләрни қирғин қилишни тохтитишни тәләп қилди
2011.12.13
Пресниң билдүрүшичә, сүрийидики тоқунушта һазирғичә һөкүмәт тәрәптин өлтүрүлгән өктичиләр 5000 дин ашқан, тутқун қилинған өктичиләр 14 миңдин ешип, 10 миңдин артуқ киши қошна әлләргә мусапир болуп чиқип кәткән.
Сүрийә һөкүмәт тәрәпму бүгүн баянат елан қилип, өктичиләр қозғиған топилаңни бастуруш җәрянида һөкүмәт тәрәп сақчи-әскәрлиридин 1000 дин артуқ адәмниң өлгәнликини билдүрди.
Бу йил әтиязда башланған сүрийидики өктичи күчләр тәшкиллигән, сүрийидә демократийини тәләп қилип, бәшәр әсәд һөкүмитигә қарши қозғалған намайишни бәшар әсәд һөкүмитиниң қорал күчи арқилиқ бастуруши хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири һәм ғәрб дөләтлириниң әйиблишигә учрап кәлмәктә.
Нөвәттә көплигән дөләтләр сүрийидики өктичиләргә һесдашлиқ билдүрүп, бәшар әсәд һөкүмитиниң хәлқниң наразилиқ намайишини бастурушта зиядә күч қолланғанлиқини әйибләп, хәлқарада сүрийиниң бәшар асәд һөкүмитигә қарши җаза қоллиниш керәкликини тәкитлимәктә.