Татар яшлири вәтәнпәрвәрлик роһини күчәйтишкә тиришмақта
Мухбиримиз җүмә
2013.02.02
2013.02.02
Америкидики “җәйместовн явроасия тәтқиқат мәркизи” ниң учуриға қариғанда, татар яшлири тәшкиллигән “азадлиқ” тәшкилати 2013 - йилини алтун орда хақани - батур хан йили қилип хатириләшни бекиткән.
Батухан моңғул император чиңгизханниң нәвриси, рус вә кавказларни 250 йили сориған моңғул империйиси тармиқидики қипчақ яки алтун орда ханиданлиқиниң әң баһадир һөкүмранлиридин бири.
“азадлиқ” тәшкилатиниң башлиқи наил набиюллин батухан роһи “татарларниң роһи вә миллий җасаритини урғутиду” дәп көрсәткән.
Әмма, бәзи татар зиялийлири татаристанниң нөвәттики иқтисадий вәзийити сәвәблик батухан роһиниң бәк муһим рол ойнап кәтмәйдиғанлиқини илгири сүрүшмәктә.