Тәйвәнниң башқурулидиған бомбидин сақлиниш системиси келәр йили пүтиду

Ройтрс агентлиқиниң тәйбейдин хәвәр қилишичә, тәйвән өзини қоғдаш үчүн 300 милярд америка доллири мәбләғ салған башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системиси келәр йили пүтиду.
Мухбиримиз вәли
2010.09.08

Тәйвән өзини қоғдаш үчүн америкидин сетивалған алдин сигнал беридиған йирақ мусапилиқ радар системисини вә вәтәнпәрвәр 2, 3 типлиқ қалқан системисини һазир өзи қораштуруватиду. Тәйвәнниң өзи иҗат қилған 3‏ - әвлад башқурулидиған бомбилириму бу система асасида орунлаштурулуватиду.

Хәвәрдә ейтилишичә, тәйвәнниң һазирқи һәрбий тәйярлиқи, коммунист хитайниң тәйвәнни қариға елип орунлаштурған бир миң бәш йүз данә башқурулидиған бомбисиға тақабил турушни мәқсәт қилиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.