Муһаҗирәттики тибәтләр дарамсалада дағдуғилиқ мурасим өткүзүп, өзигә от қоюп өлгән тибәтлик яшни дәпнә қилди
2012.03.30
Җамфел йешиниң дәпнә мурасими дарамсаладики суглахаң ибадәтханисида өткүзүлгән иди. Бу йил 27 яшлиқ җамфел йеши өткән дүшәнбә күни һиндистан пайтәхти йеңи деһлида хитай рәиси ху җинтавға қарши өткүзүлгән бир намайишта өзигә от қоюп берип, дуняда зор ғулғула қозғиған. Еғир ярилинип йеңи деһлидики бир дохтурханиға ятқузулған җамфел йеши чаршәнбә күни җан үзгән.
Әгәр сичүәндә йәнә икки тибәт раһибиниң өзигә от қойғанлиқи раст болса, йеқинқи 4-5 күн ичидә 4 киши өзигә от қойған болиду. Җамфел йеши өзигә от қойған дүшәнбә күни сичүәндики кирти ибадәтханисиниң 20 яшлиқ йәнә бир раһиби өзигә от қоюп, хитайға наразилиқ билдүргән иди.
Бу дәл хитай рәиси ху җинтав йеңи деһлини зиярәт қилип, бразилийә, русийә, җәнубий африқа, һиндистан қатарлиқ дуняда әң тез тәрәққий қиливатқан 5 дөләт башлиқлириниң йиғиниға қатнишиватқан мәзгилдә йүз бәргән.
Ху җинтав чаршәнбә йеңи деһлиға йетип барғанда һиндистандики тибәтләрниң күчлүк наразилиқ намайишиға дуч кәлгән иди. Бу хил намайиш җүмә күни йәнә давам қилған. Франсийә ахбарат агентлиқиниң илгири сүрүшичә тибәтләр шу күни ху җинтав йеңи деһлида чүшкән меһманхана сиртида намайиш қилған болуп, һиндистан сақчилири намайишчи тибәтләрдин 5 кишини тутқун қилған.