Тибәт - хитай диалог йиғини ахирлашти

Җәнвә шәһиридә тибәтләр билән хитай зиялийлири бирлишип өткүзгән хитай - тибәт диалог йиғини түнүгүн ахирлашти. Бу паалийәткә чәтәлләрдә туриватқан бир қисим тибәт вә хитай зиялийлири һәм паалийәтчилир иштирак қилип, пикир баян қилған.
Мухбиримиз үмидвар
2009.08.09

Әнгилийә б б с агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, үч күнлүк йиғин җәрянида тибәтниң тарихи, аптономийиси вә хитайниң демократийилишиш қатарлиқ көплигән мәсилиләр бойичә музакирә елип берилип, пикир ортақлиқлири шәкилләнгән һәмдә аридики ихтилаплиқ мәсилиләрни һәл қилиш үчүн тәклипләр оттуриға қоюлуп, тибәтләр билән хитайлар оттурисидики диалогни илгири сүрүш тәшәббус қилинған.

Хәвәрдә көрситилишичә, далай лама тәшәббус қиливатқан алий аптономийә һәмдә униң мустәқиллиқ билән болған пәрқи, аптономийиниң мәна уқуми вә башқилар муназирә қилинған. Чүнки, бейҗиң һөкүмити изчил түрдә далай ламаниң алий аптономийә тәлипини рәт қилип, уни мустәқилчилик вә бөлгүнчилик билән әйибләватқан иди. Хитай зиялийлири болса, тибәт мәсилисиниң һәл қилинишиниң хитайниң демократийлишиши билән мунасивәтлик икәнликини тәкитлигән.

Йиғин иштиракчилири бу қетимқи тибәт - хитай диалог йиғинини юқири баһалаш билән бир вақитта йәнә пәқәт тибәт билән хитай хәлқлири арисидики аммиви диалогла миллий мәсилини һәл қилалайду, бу миллий мунасивәтләрни яхшилаштики асаслиқ амил, дегәнгә охшаш пикирләрни оттуриға қоюшқан.

Тибәт - хитай диалог йиғини далай ламаниң вәкиллири билән бейҗиң һөкүмити арисида елип бериливатқан сөһбәт билән мунасивәтлик болуп, йиғинниң мәқсити бейҗиң һөкүмити билән тибәтләр арисидики узунға созулуп кәткән сөһбәтниң яхши нәтиҗигә еришишини үмид қилиш биләнму мунасивәтлик икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.