Йәкән наһийисидә учур-ахбарат васитилиригә қаритилған контроллуқ күчәйтилгән

Йәрлик хитай һөкүмитиниң йәкән наһийисидә учур-ахбарат васитилиригә қаритилған контроллуқни күчәйткәнлики ашкариланмақта.
Мухбиримиз җүмә
2010.11.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

" Қәшқәр аманлиқ тори" ниң хәвәр қилишичә, йәкән наһийилик мәдәнийәт-тәнтәрбийә идариси 29 -ноябир, йиллиқ мәдәнийәт базарлирини тәртипкә селиш әһвалини хуласилиған.
Буниңда, "тәшвиқатни күчәйтиш" вә "сақланған мәсилиләрни тәһлил қилип, зөрүр тепилса мәркәзләштүрүп түзәш һәрикити елип бериш" тәкитләнгән.

Хәвәргә қариғанда " түзәш" кутупхана, ун-син дуканлири вә торханиларға қаритилидикән.

" Түзәш" тә асаслиқи қанунсиз, нәшр вә үн-син буюмлириға зәрбә берилгәндин башқа, "торханиларниң қанун бойичә сода қилишиға капаләтлик қилиш үчүн" торхана игилири билән " мәсулийәтнамә" имзалинидикән.

Хитай йәрлик һөкүмити 2009- йилидики " 5- июл үрүмчи вәқәси" дин кейин, уйғур елидики асаслиқ тор бәтлириниң һәммисини тақиған вә нурғун торбәт башқурғучилирини қолға алған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.