Уйғур елидә 2009 - йилида йеңидин 278 миң бовақ туғулған
Шинхуа ахбаратида көрситишичә, уйғур елиниң бу нөвәт ениқланған омумий нопус сани, 4 милйон 470 миң ақма нопус билән биңтуән нопусини оз ичигә алмайдикән.
Хитай һөкүмәт даирилири биңтуәнниң омумий нопусини 2.7 Милйон әтрапида дәп елан қилип кәлмәктә. Хәвәрдә көрситишичә, хитай мәркизий һөкүмити вә уйғур елидики пиланлиқ туғут комитети 2009 - йили уйғур аптоном райониниң пиланлиқ туғут хизмитигә салған мәбләғ 605 милйон йүәнгә йәткән.
Хитай һөкүмити уйғур елидә хитай вә йәрлик пиланлиқ туғут органлири тәрипидин "алаһидә мукапат"линидиған чегра вә намрат наһийиләрдин йәнә 26 ни көпәйткән. "Алаһидә мукапат" ниң қаплаш нисбити 60 пирсәнткә вә җәнубий уйғур елидики 3 вилайәтни өз ичигә алған, бу хил мукапат берилгән кишиләр 7 милйон 20 миңға йәткүзүлгән.
Хәвәрдә ашкарилинишичә, нәтиҗидә уйғур аптоном районлуқ пиланлиқ туғут комитети "11 - 5 йиллиқ пилан" мәзгилидә пиланлиқ туғут сияситини иҗра қилиш вә мәбләғ селиш вәзиписини икки йил бурун тамамлап болған.
Хитай һөкүмити 1980 йиллардин башлап уйғур елидә пиланлиқ туғут сияситини қаттиқ йүргүзүп келиватқан болуп, хитай өзи елан қилған санлиқ мәлуматларға қариғанда, бу җәрянда уйғур елидә 3 милйон бовақ кәм туғулған.