Хитайда пәрзәнтләр ата - анилирини йоқлашқа мәҗбурлинидиған қанун мақулланди
Қанун бойичә ата - анилар өзлирини йоқлап бармиған пәрзәнтләрни сотқа әрз қилса болидикән.
Қанунда ата - анисини йилда қанчә қетим йоқлаш шәртлики көрситилмигән болмисиму, әмма яшанған ата - анисини ташливәткән пәрзәнтләрниң җазаға тартилидиғанлиқи ениқ бәлгиләнгән.
Мәлуматларға қариғанда, хитайда көплигән яшанған ата - аниларни ташливетидиған яки хорлайдиған әһвал көпийишкә башлиған.
Санлиқ мәлуматларда көрситилишичә, нөвәттә хитайда 60 яштин ашқан адәм 167 милйонға, 80 яштин ашқан адәм 1 милйонға йетидикән. Буларниң ичидә интайин аз бир қисми пәрзәнтлириниң көйүнүшигә еришәләйдикән. Қалғанлири өз җенини өзи беқишқа яки хорлинишқа мәҗбур икән.