Хитай пакистандин бир хитай аялниң өлтүрүлүш вәқәси үстидин тәкшүрүш елип беришни тәләп қилди
2012.03.02
Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хоң лей йәнә, хитай пуқралириға қаритилған бу хил бу қилмишни қаттиқ тәнқидләйдиғанлиқини тәкитлигән.
Сәйшәнбә күни саяһәтчи қияпәтлик бир хитай аял пакистанлиқ тәрҗиманини әгәштүрүп, пешавурдики бир кочида кетиватқанда мотсиклитлиқ бир киши арқидин келип, хитай аял билән униң тәрҗиманини етип ташлап қечип кәткән иди.
Пәйшәнбә күни талибанларға қарашлиқ бир гуруһ баянат елан қилип, бу вәқәгә җавабкар икәнликини җакарлиған. Бу гуруһниң баянатчиси муһәммәт африди, буниң “хитайниң шинҗаңдики мусулман қериндашлирини өлтүрүватқанлиқидин өч елиш һәрикити” икәнликини билдүргән.
Пакистандики бу вәқә 28-феврал қағилиқ наһийисидә һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, 21 адәм өлгән, улардин 8 уйғур хитай аманлиқ күчлири тәрипидин етип өлтүрүлгән, бир киши еғир яриландурулған вә нурғун киши тутқун қилинған охшаш бир күндә йүз бәргән.