Хитай дөләт байрими җәрянида уйғур елиға техиму көп саяһәтчи елип келишкә тәйярлиқ қилмақта
Мухбиримиз үмидвар
2010.09.19
2010.09.19
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 17 - сентәбир күни уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт саяһәт мәзгилидики бихәтәрликни күчәйтиш мәсилиси бойичә телевизийә - телефон йиғини ечип, саяһәт һәптиси мәзгилидә ичкири хитайдин техиму көп саяһәтчиләрниң уйғур елиға келиши вә уларниң бихәтәрликини қоғдаш һәм капаләткә игә қилиш бойичә орунлаштуруш елип барған.
Аптоном райониниң хитай миллитидин болған муавин рәиси ху вәй бу ишқа мәсул болған болуп, у дөләт байрими вә тавуз чағини мәзгилидики бихәтәрлик мәсилини тәкитләп, чоң һадисиләрниң келип чиқишини қәтий контрол қилишни тәләп қилған.
Мәлумки, 16 - сентәбир күни алтай тәвәсидә бир саяһәтчиләр аптобуси қазаға учрап, 11 адәм һаятидин айрилиш вәқәси келип чиққан иди.
Орунлаштуруш бойичә саяһәт ишлириға мәсул тармақлар төт гуруппа уюштуруп, җәнуби уйғур елидики саяһәт әслиһәлири вә бихәтәрлик ишлирини тәкшүрүшкә әвәткән. Мәзкур тәкшүрүш гурупписи һәр қайси җайларда 24 саәтлик нөвәтчилик орни қурған.
Лекин, уйғур вәзийити көзәткүчилири, буниң хитай һөкүмитиниң дөләт байрими мәзгилидә пәқәт саяһәтчилик ишлириниң бихәтәрликини қоғдашнила мәқсәт қилмастин, бәлки бу мәзгилдә уйғурларниң наразилиқ һәрикәтлириниң йүз берип қелишидин әндишә қиливатқанлиқи, шу сәвәбтин пүтүн күч билән уйғурларниң наразилиқ һәрикәтлириниң алдини елишниму мәқсәт қиливатқанлиқини тәһлил қилмақта.