Хитай инженер америкиниң сода мәхпийәтликини оғрилиғанлиқи үчүн 7 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди

Америкиниң сода мәхпийәтликлирини оғрилиған бир хитай инженер чаршәнбә күни америкида 7 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди. Бу йил 46 яшқа киргән хуаң кешө 2003-йилидин 2008-йилиғичә америкиниң даңлиқ йеза игилик мәһсулатлири ширкитидә ишлигән.
Мухбиримиз ирадә
2011.12.22

У бу мәзгилдә ширкәтниң органик деһқанчилиқ дорилириниң мәхпийәтликини оғрилап, буни илгири өзи ишлигән хунән университетидики тәтқиқатчиларға йәткүзүп турған.

Бирләшмә агентлиқиниң ейтишичә, хунән университетиниң илмий тәтқиқатлар фонди хитай һөкүмитиниң малийә ярдими вә биваситә башқуруши астида 863-номурлуқ программисиға асасән тәтқиқат елип баридиған орун болуп, 863-номурлуқ программа дәп аталған бу түр юқири сәвийилик пән-техникини тәрәққий қилдуруп, дөләтни хәлқара пән-техника вә илмий тәтқиқатлар саһәсидә бәлгилик орунға игә қилишни мәқсәт қилған һалда хитай һөкүмити тәрипидин йолға қоюлған бир программа икән. Шуңа, хуаңниң оғрилиған учурлири биваситә һалда хитай һөкүмитигә берип четилидикән.

Хуаңниң делосиға қариған сотчи виллиям лавренсниң ейтишичә, хуаң өзиниң хитай һөкүмити үчүн ишлигәнликини етирап қилған. Хуаң америкида икки чоң техника ширкитидә ишләш җәрянида техника оғрилиған.

Бу ширкәтләрниң адвокати ләнний иқтисад ишпийонлуқи, сода мәхпийәтлики оғрилашниң еғир җинайәтликини, бу хил мәхпийәтликләрни қоғдашниң америкиниң мәнпәитигә биваситә мунасивәтлик икәнликини тәкитләп, бу хил қилмишларға еғир җаза берилиши керәк, дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.