Хитайниң җинайи ишлар қануниға түзитиш киргүзүш лайиһиси тәнқидкә учриди

Хитайниң өктичи вә дөләт бихәтәрлик қилмиши садир қилған гумандарларни уларниң аилә-тавабатиға хәвәр қилмай, мәхпий тутуп турушни қанунлаштуруш тоғрисидики җинайи ишлар қануниға түзитиш киргүзүш лайиһиси кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң тәнқидигә учриди.
Мухбиримиз әркин
2011.08.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Кишилик һоқуқ тәшкилатлири мәзкур қанун лайиһиси җ х вә дөләт бихәтәрлик органлириниң һоқуқини илгириләп күчәйтип, уларниң халиғанчә адәм тутуш қилмишини қанунлаштуридиғанлиқини илгири сүргән.

Җуңго кишилик һоқуқ тәшкилатиниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси николас бекулин мәзкур қанун лайиһисиниң хәлқара өлчәмгә хилап икәнликини әскәртип, “хәлқара кишилик һоқуқ қануниниң ачқучлуқ принсиплиридин бири әркинлик пәқәт сот мәһкимисиниң қарари арқилиқла тартивелиналайду” дегән.

Мәзкур қанун лайиһиси сәйшәнбә күни хитай хәлқ қурултийиниң тор бетидә елан қилинди. Униңда аманлиқ күчлириниң “дөләт бихәтәрлик, террорлуқ вә еғир парихорлуқ җинайити садир қилған гумандарлар” ни адәттики тутуп туруш орунлиридин башқа җайда тутуп турушиға болидиғанлиқи илгири сүрүлгән.

Йәнә бәзи адвокатлар әгәр бу лайиһә мақулланса буниң әң көп уйғурларға тәсир көрситидиғанлиқини, хитай аманлиқ күчлириниң мәзкур қанундин пайдилинип, уйғурларни халиғанчә тутқун қилиш вә из-дерәксиз йоқитиветишиға илгириләп йол ечип беридиғанлиқини билдүрмәктә.

Бирақ шинхуа агентлиқи бәзи хитай һөкүмәт қанун мутәхәссислириниң сөзини нәқил кәлтүрүп, мәзкур лайиһә “кишилик һоқуқни қоғдашқа пайдилиқ” икәнликини вә униң “хәлқара әһдинамиләргә хилап әмәслики” ни илгири сүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.