Қәшқәр қәдимий шәһирини чеқиш қәдими барғанчә тезләшмәктә
Мухбиримиз җүмә
2009.08.15
2009.08.15
Нөвәттә, қәшқәр қәдимий районлириниң юмилақ шәһәр көлбеши, өстәң бойи, нор беши районлири чеқилмақта икән. Мәлум болушичә, бу қәдимий җайларниң пәқәт бир қисим кочилирила саяһәтчилик үчүн сақлинип қелинидикән.
Қәшқәр қәдимий шәһириниң, таш базири, пайнап йолидики мәһәллиләр 2003 - йилиму бир қетим чеқилған иди.
2003 - Йили, қәшқәрниң кона базар районлиридин таш базири чеқилған. Бу йәрлик хәлқниң күчлүк наразилиқини қозғиған. Әмма, мәзкур район хитай содигәрләргә сетиветилгән болғачқа, хәлқ әрзини ақтуралмиған.
Нәтиҗидә таш базириниң орниға "венҗулуқлар шәһәрчиси" селинған. Һазир бу шәһәрчидә пүтүнләй хитайлар сода қилмақта.