Хитай даирилириниң судан президенти өмәр әл бәширини зиярәткә тәклип қилғанлиқи әйибләшкә учриди

Хитай даирилириниң судан президенти өмәр әл бәширини хитайға зиярәткә тәклип қилғанлиқи америкида әйибләшкә учриди.
Мухбиримиз җүмә
2011.06.18

Сунда президенти өмәр әл бәшир суданниң дарфур районида ирқий қирғинчилиқ қилиш җинайити билән әйиблигән вә хәлқара сот тәрипидин тутуш буйруқи чиқирилған дөләт рәһбәрлириниң бири иди.

Дарфурдики қирғинчилиқта хитай тәминлигән қирғучи айропиланлар, тикучарлар вә қорал-ярақларниң ишлитилгәнлики илгири сүрүлгән.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни баянат берип, судан президенти бәширниң 27-июндин 30-июнғичә хитайда зиярәттә болидиғанлиқи вә хитай рәиси ху җинтав билән көрүшидиғанлиқини билдүргән иди.

Франсийә агентлиқида нәқил қилишичә, бу һәқтә тохталған америка дөләт мәҗлиси әзаси франк волф: дарфурдики қирғинчилиқини әң күчлүк қоллиғучи хитай һөкүмитигә нисбәтән нурғун кишиләрдә әндишә пәйда болмақта, деди.

У йәнә мундақ деди: һазир улар бәширини қарши алмақчи. Бизгә йәнә қандақ испат керәк иди?

Хәвәрдә нәқил қилишичә йәнә, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидики әдлийә мәслиһәтчиси балкес җарраһ әгәр хитай әл бәширини кутивалса, хәлқара сәһнидә толиму шәрмәндә йол билән даң чиқарған болиду, дегән.

Әла бәшир үстидин тутуш буйруқи чиқирилғандин кейин, у хәлқара сотниң һөкүмитини етирап қилидиған нурғун дөләтләргә баралмайдиған болуп қалди.

Малайшия бу йил хәлқара сотниң һөкүмини етирап қилидиғанлиқини җакарлиғандин кейин, өткән һәптә бәшир малайшияға қаритилған сәпирини бикар қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.