Хитай һөкүмити, зәһәрлик сүт парашоки мәсилиси түпәйлидин хәлқиниң ишәнчисини қайтидин қолға кәлтүрүш үчүн җиддий һәрикәт башлиған
Мухбиримиз өмәр қанат
2008.09.20
2008.09.20
Сәнлу маркилиқ балилар сүт парашокида бир хил зәһәрлик химийилик маддиниң оттуриға чиқиши билән башланған кризисниң даириси күнсири кеңийип хәлқниң хитайдики сүт мәһсулатлириға болған ишәнчисиниң йоқилишиға вә нурғунлиған сүт мәһсулатлириниң йиғивелинишиға сәвәб болған иди.
Хитай сәһийә министирлики хитайдики пүтүн өлкә вә чоң шәһәрлик һөкүмәтләргә 24 саәт хизмәт қилидиған хизмәт әтрәтлири қуруп хәлқиниң ярдәм тәләплиригә вақтида җавап бериш тоғрисида җиддий буйруқ чүшүргән.
Хәвәрләргә қариғанда, җүмә күни ахшими хитай дөләт кабинити тәрипидин чүшүрүлгән уқтуруш, дохтурханиларниң кесәлләрни пулсиз давалайдиғанлиқи қатарлиқ, һөкүмәт мәсилигә наһайити җиддий қараватқанлиқини вә хәлқниң вәзийитигә көңүл бөлүватқанлиқини көрситидиған бир қатар тәдбирләрни өз ичигә алидикән.
Бу арида хитай мәтбуати вә ахбарат васитилирида саламәтлик сәвәбидин йиғивелинған йемәклик мәһсулатлири елан қилинмақта.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, булғанған йемәклик мәһсулатлири мәсилиси, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғининиң өткүзүлүши билән хәлқиниң қоллишиға еришидиғанлиқини үмид қилған хитай һөкүмити үчүн чоң бир сиясий мәсилигә айланмақта.
Бу арида хитай сүт мәһсулатлири кризиси чәтәлләрдиму кеңийиватқан болуп, бүгүн малайшия, сингапур, японийә қатарлиқ нурғун дөләтләр хитайдин сүт мәһсулатлири импорт қилишини чәклигәнликини җакарлиди.