Тибәтләр бар хитай өлкилиридә бу йил тибәтләрниң байрам қилиши чәкләнди

Бүгүн тибәт календари бойичә 'йеңи йил' күни, тибәтләр тарихтин буян бу байрамни хатириләп кәлмәктә. Әмма буйил өзгичә.
Мухбиримиз вәли
2009.02.25

Б б ниң баян қилишичә, бултур мушу байрамда тибәтләр дини әркинлик үчүн намайиш қилған иди. Бу 3 - айда хитайниң кәң - көләмлик бастурушини кәлтүрүп чиқарған иди.

Коммунист хитай тибәтләрниң бу йилқи әнәниви байримида йәнә наһайити көп әскәр топлап, тибәтләрни йәнә бастурушқа тәйярлиқ қиливатқан әһвал астида, тибәтләрниң сүргүндики дини даһийси далай лама бүгүн тибәтләрни хитайниң тибәтләргә селиватқан зулуми вә алдамчилиқи бундақ юқири пәллигә йәткән әһвал астида, бу йилқи байрамда һәргиз алдирақсанлиқ қилмаслиққа чақирди.

Бирләшмә агентлиқиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити тибәтләрниң бу йилқи байримида, чәтәл мухбирлириниң тибәтләр бар җайларға беришини чәклигән. Тибәтләр җайлашқан хитай өлкилиридә болса, мәсилән, гәнсуниң шахе районида, буйил тибәтләрниң байрам қилишини чәклигән.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.