Хитай түрмисидики 27 журналистниң 17 си уйғур, тибәт мәсилисигә четилиду

Журналистларни қоғдаш тәшкилати баян қилған мәлуматлардин қариғанда, хитай дуня бойичә мухбирларға әң көп зиянкәшлик қиливатқан дөләтләрниң бири, бәлки хитай болмиған милләтләр тартиватқан зулумни паш қилған журналистларға әң рәһимсиз дөләт.
Мухбиримиз вәли
2012.02.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Һазир хитайниң түрмисидики 27 нәпәр журналистниң 17 си уйғурлар вә тибәтләр дуч кәлгән сиясий вә миллий зулумни паш қилғанлиқи үчүн наһәқ җазаланған бигунаһ кишиләр.

Журналистларни қоғдаш комитети асия бөлүминиң мәсули боб дитсниң қаришичә, хитай түрмисидики журналистларниң әһвали шуни испатлидики, хитайниң йиллардин буян йүргүзүватқан учур әркинликини чәкләш сиясити ноқул һалдики интернет торлирини чәкләш мәсилисила әмәс, әң муһими тәйвән мустәқиллиқиға даир учурларни дуняға яйған, уйғур, тибәт қатарлиқ хитайдин өзгә милләтләр тартиватқан сиясий зулумни дуня ашкарилиған, коммунист партийә вә һәрбий әмәлдарлиридики хиянәтчиликни паш қилғанларни қаттиқ җазалаш мәсилиси.

Учур архиплириға қариғанда, нур мәһәммәд ясин, мәһбубә абләш, мәһәммәдҗан абла, ғәйрәт нияз, дилшат пәрһат қатарлиқ уйғур журналистлири һазирға қәдәр хитай түрмилиридә, гәрчә мәһбубәниң түрмә муддити аллиқачан тошқан болсиму, әмма хитай уни техичә түрмидин чиқармайватиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.