Хитай японийини шәрқи деңиз мәсилисини җиддийләштүрмәсликкә чақирди
Бүгүн хитай ташқи ишлар министири чин гаң бу һәқтә мухбирларниң соалиға җаваб берип, японийиниң шәрқи деңиз мәсилисини җиддийләштүрмәсликкә чақирған. Хитай баянатчи сөзидә, шәрқи деңиз мәсилисидә хитайниң японийә билән 2008 - йилидики келишимгә асасән иш тутудиғанлиқини билдүргән.
Икки тәрәпниң шу қетимқи келишимидә шәрқи деңизни ортақ ечиш, ортақ пайдилиниш һәққидә пикир бирлики һасил қилалиған, әмма рәсмий тохтамлашмиған иди.
Мәлуматлардин қариғанда, шәрқи деңиздики тәбиий байлиқниң запас миқдари дуня бойичә төтинчи орунда болуп, бу байлиққа қайси тәрәпниң игә болуши икки тәрәпниң дөләт күчи вә хәлқара күчигә чоң тәсир көрситидиғанлиқи баян қилинмақта.