Хитайда зәһәрлик сүт парашоки вәқәсигә алақидар 7 адәм қолға елинди

Хитай даирилири дүшәнбә күни шәншидә йүз бәргән зәһәрлик сүт парашоки вәқәсигә алақидар 7 адәмни қолға алғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз ирадә
2010.09.20

Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитайниң шәнши өлкиси яңчуән шәһиридики "җиң фуләй" сүт парашоки завутиниң сүт мәһсулатлирида юқири миқдарда зәһәрлик меламин маддиси байқалған.

Завут бу хил зәһәрлик сүт парашокидин җәмий 26 тонна ишләп, бир қанчә өлкиләрдә базарға салған. Әмма, һазирчә кимләрниң бу зәһәрлик сүттә зәһәрләнгәнлики ениқ әмәс икән.

Вәқә ашкариланғандин кейин, хитай сақчи даирилири завут башлиқи ваң җигаң қатарлиқ 6 гумандарни қолға алған.

Хитайда оюнчуқ, сүт парашоки вә чиш пастиси дегәнгә охшаш мәһсулатлардин зәһәрлиниш һадисиси даим йүз берип туриду.

Хитайда 2008 - йили 300 миң адәм зәһәрлик сүт парашокида зәһәрләнгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.