Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи җайларда дөләтниң муқимлиқи үчүн мәхсус зәрбә бериш һәрикити қозғашни орунлаштурди
Мухбиримиз вәли
2010.03.31
2010.03.31
Хитайниң җамаәт хәвпсизлик министири мең җйәнҗу бүгүн җәмийәтни түзәш гурупписиниң йиғини чақирип , җайларда қара гуруһларға , зәһәрлик чекимлик әткәсчилиригә, ақма нопусларниң қанунсиз җинайәтлиригә қарши хәлқ уруши қозғашни орунлаштурған.
Мең җйәнҗу, "һазир хитайда йүз бериватқан қара гуруһлар, зәһәрлик чекимлик әткәсчилири, ақма нопусларниң қанунсиз җинайәтлири интайин ғалҗирлашти, бу, дөләтниң муқимлиқиға еғир тәһдит болуватиду, бу қетимқи мәхсус зәрбә бериш һәрикити җәмийәтни түзәшниң муһим нуқтиси," дәп көрсәткән вә һәр дәриҗилик парткомлардин дәрһал һәрикәтлинишни, бу хәлқ урушни йолға қоюш үчүн хәлқ ичидә һәрхил қошунларни тәшкилләшни тәләп қилған.