Хитайда айропилан чүшүп кетиш вәқәси йүз бәрди
Чүшүп кәткән айропилан хенән һава йоллири ширкитигә аит бир йолучилар айропилани болуп, вәқә кәч саәт 10дин 10 минут өткәндә йүз бәргән.
Хәвәрдә айропиланда 96 нәпәр йолучи барлиқи, вәқәдин кейин, қутқузуш әтритиниң җиддий һәрикәткә өткәнлики баян қилинған.
Вәқә һәққидики әң йеқинқи хәвәрдә, вәқәдә аз дегәндә 43 кишиниң өлгәнлики, қалғанлириниң яридар болғанлиқини, яридарлардин үчиниң әһвалиниң җиддий икәнлики билдүрүлмәктә. Әмма һазирға қәдәр вәқәниң сәвәби һәққидә һичқандақ мәлумат берилмиди.