Америка дөләт мәҗлисидә хитайниң 'бир пәрзәнтлик туғут сиясити' йолға қоюлғанлиқиниң 30 йиллиқи мунасивити ахбарат елан қилиш йиғини чақирилди

Җүмә күни америка дөләт мәҗлисидә хитайниң "бир пәрзәнтлик туғут сиясити" йолға қойғанлиқиниң 30 йиллиқи мунасивити билән ахбарат елан қилиш йиғини чақирилип, хитайниң мәзкур сиясәтни иҗра қилиш җәрянида кишилик һоқуқниң еғир дәриҗидә дәпсәндә қилинғанлиқи, аялларға мәҗбури туғмас қилиш оператсийиси елип берилғанлиқи, һамилидар аялларниң бала чүшүрүшкә мәҗбурланғанлиқи тәнқид қилинди.
Мухбиримиз әркин
2010.09.24

Хитай даирилири 1980 ‏- йили 25 ‏- сентәбир, партийә әзалириға очуқ хәт елан қилип, хитайда бойичә бир пәрзәнтлик түзүми йолға қоюлидиғанлиқини җакарлиған. Бу сиясәт узундин бери хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә америка дөләт мәҗлисидики бәзи әзаларниң тәнқидигә учрап кәлгән иди.

Президент буш һакимийәт сориған 2000 ‏- йилдин 2008‏ - йилғичә, америка һөкүмити б д т нопус фондиниң хитай пиланлиқ туғут сияситигә ярдәм бәргәнликини илгири сүрүп, мәзкур фондиға беридиған пулни тохтатқан иди.

Җүмә күнки ахбарат елан йиғиниға, кирстофер симит, җой питс, ан җосеф сав қатарлиқ дөләт мәҗлис әзалири вә шундақла америкида паалийәт елип баридиған хитай кишилик һоқуқ вә демократийә паалийәтчилиридин ли хоңпиң, ву хоңда, сәй лиң қатарлиқ кишиләр иштирак қилди.

Анализчиларниң әскәртишичә, хитайниң "бир пәрзәнтлик туғут сиясити" хитай нопусини контрол қилишта хели зор ойниған болсиму, йәнә бир җәһәттин бу түзүм хитайда әр -аяллар нисбитидики тәңпуңсизлиқни кәлтүрүп чиқарған.

 Йеқинда ашкариланған хәвәрләрдин мәлум болушичә, нөвәттә хитай һөкүмити бәзи өлкә вә шәһәрләрдә хитай пуқралириниң икки пәрзәнтлик болушиға йол қоюшни синақ тәриқисидә йүргүзүшни ойлашмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.