Уйғур райониниң шималий қисмида йәр тәврәп 34 адәм охшашмиған дәриҗидә яриланған

Хитай ахбаратлириға қариғанда шәнбә күни уйғур райониниң шималий қисмида 6.6 Бал йәр тәврәп 34 адәм охшашмиған дәриҗидә яриланған.
Мухбиримиз җүмә
2012.06.30


Апәт күнәс вә хеҗиң наһийиси тәвәлиридә бир қәдәр еғир болған.

Күнәс наһийиси тәвәсидә тағ гүмүрүлүп хитай дөләт йоли 217 - линийисини тосувалған. 120 Апәттә 4 миң 735 еғиз ой һәр хил дәриҗидә зәхимләнгән вә 104 еғиз ой өрлигән.

Америка йәр тәврәшни йирақтин өлчәш идарисини тарқатқан учурға қариғанда, бу қетимлиқ йәр тәврәшниң чоңқурлуқи 9.8 Километир болуп, йәр тәврәш майтағ, һәтта үрүмчидиму сезилгән.

Уйғур елиниң башқа җайлиридики апәт әһвали һазирчә намәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.