“йилпиз” алаһидә әтрити җәнубий уйғур елидә вәзипә иҗра қилишқа башлиди
2011.08.09
Бу “алаһидә әтрәт”, “18-июл хотән вәқәси” вә 30, 31-июл қәшқәрдә йүз бәргән бир қатар һуҗум қилиш вәқәлиридин кейин, җәнубий уйғур елигә вәзипә өтәшкә орунлаштурулди.
Өткән айда йүз бәргән “18-июл хотән навағ вәқәси”, 30-31-июл қәшқәр сақчи һәм хитай пуқралириға һуҗум қилиш вәқәлири һәмдә өткән һәптә ақсуда йүз бәргән хитай һөкүмитигә қарши тәшвиқ вәрәқилирини тарқитиш вәқәсидин кейин, һөкүмәт даирилири уйғур елидә “террорчиларға зәрбә бериш һәрикити” елип баридиғанлиқини билдүргән иди.
Уйғурларниң хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ һәрикәтлири бирнәччә йилдин буян барғанчә күчәймәктә.
Өткән айда хотән һәм қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләр: 2008-йили қәшқәрдә йүз бәргән “сәмән йоли вәқәси” вә 2009-йилдики “5-июл үрүмчи наразилиқ намайиши” дин кейинки хәлқара җәмийәтниң диққитини қозғиған йәнә бир қетимлиқ зор вәқәгә айланди.
Хитай һөкүмити бу вәқәләрни “террорлуқ һәрикәтләр” дәп әйибләп келиватқан болсиму, әмма чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, ғәрб дөләтлири вә бир қисим көзәткүчиләр бу вәқәләрниң хитай һөкүмитиниң районда йүргүзүватқан мустәмликә сияситигә қарши қозғалған наразилиқ һәрикәтлири икәнликини тәкитләп, хитай һөкүмитиниң терроризмға қарши турушни баһанә қилип, уйғурларни бастуруватқанлиқини әйиблимәктә.